Уйғур елидә қуш зукими йәнә байқалған

Йеқинда шинхуа агентлиқи уйғур елиниң бир қисим җайлирида йәнә қуш зукими байқалғанлиқи үчүн, шаңхәйдин уйғур елигә қуш зукамниң алдини елишта ишлитидиған бир түркүм дора боюмлирини җиддий йөткигәнликини хәвәр қилди.

Мәлум болишичә, уйғур елиниң нөвәттики җиддий еһтияҗиға асасән 1500 килограмға йеқин дора боюмлири айрупилан арқилиқ уйғур елигә елип келингән. Әмма хәвәрдә уйғур елиниң қайси җайлирида йеңидин бу қуш зукам әһвалиниң байқалғанлиқи хәвәр қилинмиған.

Хитай хәвәр агентлиқиниң хәвиридиму, уйғур аптоном районлуқ сәһийә орунлириниң җиддий уқтуруш чүшүрүп, қиззитмиси 38 гирадосқа йәткән һәр қандақ кишиниң өзлигидин башқилардин йирақ турушини һәмдә қуш зукам әһвалини байқиған һәр қандақ орунниң 2 саәтниң ичидә җиддий кесәлликләрниң алдини елиш орунлириға дәрһал хәвәр қилиши керәкликини тәләп қилғанлиқи көрситилгән.

Қуш зукам кесли өткән йили 9‏-айдин бу йил 6‏-айғичә болған мәзгилдә илгири-ахир болуп уйғур елиниң пичан, даванчиң, көнәс, поскам вә хотән қатарлиқ җайлирида байқалған. Хитай даирилири илгири сарс кесәллики тоғрисидики учурларни йошурғанлиқи сәвәбидин хәлқара җәмийәт тәрипидин әйибләнгән. Шу сәвәптин хәлқара сәһийә органлири хитайни қуш зукам кесилиниң тарқилишиға аит мәлуматларни очуқ тутушқа чақирған. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org