Уйғур аптоном районида бир киши қуш зукам вирусини юқтурувелип өлди


2006.08.14

Уйғур аптоном райониниң җимисар наһийисидә ли пәмилилик бир хитай диһқан буниңдин бир ай бурун қуш зукам вирусини юқтурувелип өлгән. Җуңго йеза игилик министирлиқи 62 яшлардики бир хитай пуқрасиниң җимисарда қуш зукам вируси юқтурувелип өлгәнликини испатлиди.

Бу , хитай даирилириниң уйғур аптоном районида бир адәмниң қуш зукам вируси сәвәбидин өлгәнликини тунҗи қетим испатлиши болуп һесаблиниду. Ли пәмилилик бу диһқан бу йил 6 - айниң 19 - күни ағришқа башлап, 7- айниң 12 - күни өлгән. Хитай йеза игилик министирлиқиниң әскәртишичә, лабараторийә тәҗрибисидин бу хитайниң H5N1 типлиқ әҗәллик қуш зукам вирусида өлгәнлики ениқланған. Лекин йеза игилик министирлиқи, бу адәмниң қуш зуками юқтурувалған кишиләр вә бу вирусни юқтурувалған яки бу вирус сәвәбидин өлгән тоху қатарлиқ өй һайванлири билән учрашқанлиқини испатлайдиған пакит йоқлиқини билдүрди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң бейҗиңдики вәкили рой вадия, " буниң тохулар билән мунасивәтлик икәнлики испатланмиди, лекин бу дегәнлик бу кесәлликниң тохулар билән мунасивити йоқ дегәнлик әмәс " дәйду. Униң әскәртишичә " қушларда көрүлидиған бу вирусниң шинҗаңда байқилиши йеңи әһвал әмәс " икән. У," һәр ишниң йүз бериш мүмкинчилики бар"дәйду. Лекин тәрәпләр ли пәмилилик хитайниң зукам вирусини өй қушлиридин яки явайи қушлардин юқтурулғанлиқини ашкарилашни рәт қилди.

Уйғур аптоном райони хитай бойичә қуш зукам вируси тарқалған җай әң көп район һесаблиниду. Җуңго даирилири техи бир қанчә күн илгири ақсудики қуш зукам вируси байқалған районға қаритилған контролни бикар қилған. Җуңго йеза игилик министирлиқиниң әскәртишичә, хитайда һазирға қәдәр 21 адәм мәзкур вирусни юқтурувалған, лекин бу вирус сәвәбидин өлгәнләрниң сани җимисардики хитайни қошқанда 14 кә йәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.