Үрүмчи оттура айланма йол қушханиси тақалди
2004.09.29
Шинҗаң хәлқ радио истансиси хәвәрләр тор бетиниң елан қилған учуридин ашкарилинишичә, мушу айниң 30 -күни, үрүмчи айланма йол қушханиси рәсмий тақалған.
Үрүмчи оттура айланма йол қушханиси 8 йил илгири уйғур елиниң җәнубий вә чәт районлиридин кәлгән уйғур деһқанлириниң бирдин, иккидин топлиши һәмдә чарва маллирини бу йәргә йиғиши нәтиҗисидә шәкилләнгән болуп, нөвәттә һөкүмәт мәзкур қушханини, муһитни булғиди дигән баһанә билән тақаш билән биргә, хуалиң һәссидарлиқ ширкити мәбләғ салған йеңи шисән қушханисини ачқан һәмдә шисән қушханисини муһит асраш, лайиһиләш, сода қатарлиқ 10 нәччә тармақниң тәкшүрүшидин өткән йеңи типидики қушхана дәп көрсәткән вә тақиветилгән қушхана тиҗарәтчилириниң йеңи қушханиға йөткилишини тәшәббус қилған.
Бирақ бу һәқтә игилигән мәлуматларға қариғанда, 3000 дин артуқ кишиниң үрүмчи оттура айланма йол қушханисида тиҗарәт елип бериватқан болуп, бу қушханиниң қурулуши үчүн һәссә чиқарғучиларға иқтисадий зиян елип кәлгән вә нурғун кишиниң ишсиз қелишиға сәвәп болидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бокс мусабиқисидә, уйғур боксчилири үстүнлүкни игилиди
- Уйғур елидики йеза игилик йәр- мәйданлириниң муһити еғир бузғунчилиққа учримақта
- Уйғур елидә әмгәкчиләр нопусиниң күнсайин ешиши, ишсизлиқ әһвалини еғирлатмақта
- Уйғур илидики пахтиларни ким үзиду ?
- Үрүмчи йәрмәнкиси ечилиш алдида турмақта
- Көмүр канларни һәддин зиядә қезиш сәвәбидин үрүмчи шәһириниң йәр асти қатлими чөкмәктә