Рабийә қадир хәлқаралиқ рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришти
2004.09.23
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, бу мукапатни бәргән норвигийидики хәлқара рафто фонди җәмийити йәнә, хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни шәртсиз қоюп беришини тәләп қилип, бу мукапатниң өзи хитай һөкүмитини уйғур қатарлиқ башқа азсанлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқи, иқтисад вә мәдәнийәт һоқуқини һөрмәт қилиш вә қоғдашқа күчлүк чақиридиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур җәмийәт йәнә, рабийә қадирниң кишилик һоқуқ вә аяллар һоқуқини қоғдаш җәһәттә көп күч чиқарғанлиқини, һәмдә өзиниң хираҗити билән кәчлик синипларни ечиш арқилиқ оқуш пурситигә игә болалмиған оқуғучиларға оқуш шараити яритип бәргәнликини әскәртип, буниң, рабийә қадирниң алийҗанаб инсанпәрвәрлик хислитини намаян қилидиғанлиқини көрсәтти.
Йилда бир тарқитилидиған рафто кишилик һоқуқ мукапати норвигийилик атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси профессор соролф рафто (Thorolf Rafto) ни хатириләш йүзисидин қурулған болуп, у -1986йили аләмдин өткән иди. Рабийә қадирниң йолдиши америкида турушлуқ сидиқ һаҗи әпәнди вә униң қизи әқидә-11айниң -7 күни норвигийиниң берген дөләтлик тиятирханисида рабийә ханимға вакалитән бу мукапатни қобул қилмақчи. ( Пәридә)