Көзәткүчиләр: рабийә қадир нобил мукапатиниң әң мувапиқ намзати
-
2005-02-11 -
-
-
Хәлқара сиясий мәсилиләр бойичә америкилиқ мутәхәссис доктор җек веллир, америкидики "консирватиплар авази" намлиқ тор бетидә мақалә йезип, рабийә қадирни нобил тинчлиқ мукапатиниң әң мувапиқ намзати, дәп көрсәтти. Җек веллирниң билдүрүшичә, нобел мукапатини рабийә қадирға бериш дуняниң диққитини хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә тартидикән шундақла хитайда езиливатқан мусулманларға ислам дунясиниң диққити қозғилидикән.
Грозийә президенти майкел шакашвели, бенгаллиқ язғучи тәслимә нәсрин, украинийә президенти виктор юшинко қатарлиқлар бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлири. Чәтәл мәтбуатлириниң қилишичә, рабийә қадир бу йилқи яки кечиккәндә келәр йилқи нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлиқиға көрситилиши мумкин.
Җек веллир мундақ дәйду: "әмәлийәттә рабийә қадир нобел тинчлиқ мукапатиниң намзатлар чәмбирики ичидики шәхс. У йеқинда кишилик һоқуқ җәһәттики төһпилири сәвәбидин норвигийә рафто мукапатиға еришкән. Бу мукапат нобел тинчлиқ мукапатиға еришишниң муқәддимиси. Рабийә қадир әң мувапиқ намзат болуши мумкин".
Рабийә қадир , бейҗиң һөкүмитиниң йеқинда америка даирилиригә тапшурған хитай түрмисидики 56 нәпәр сияси мәһбусниң бири. У, 2000 - йили 3 - айда үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир нобел мукапатиға намзатлиққа көрситилиши мумкин
- Америка хитайниң рабийә қадирни қоюп беришни тәләп қилди
- Рафто фонди җәмийити рәһбәрлири әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Рабийә қадир норвигийә кишилик һоқуқ мукапатиға еришти
- Рабийә қадир хәлқаралиқ рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришти