Рабийә қадир ханим, дуня җамаәтчиликини хитайдики кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә чақирди


2005.03.20

У шәнбә күни ройтирс агентлиқи мухбириниң зияритини қубул қилғанда, "хитай билән сода қиливатқан тиҗарәтчиләр чоқум йүрүкигә қол селип беқип, өзлиригә неминиң әң муһимлиқини- пулниңму, тиҗарәтниңму яки бирсиниң һаятиниңму? шуни обдан дәңсәп беқиши керәк" дегән. У йәнә, "мән бирсиниң һаятини сақлап қелиш үчүн, барлиқ тиҗаритимдин ваз кечишни халаймән", дәп көрсәткән.

Рабийә қадир ханим өткән пәйшәнбә күни қоюп берилип, америка дипломатийә хадимлириниң һәмралиқида вашингтонға йитип кәлгән иди. Рабийә қадир ханимниң ройтирс агентлиқиға билдүрүшичә, хитай даирилири уни қоюп бәргәндә, йәнә алтә балисиниң хитайда икәнликини әскәртип, уни мәтбуатларда сөз қилмаслиққа агаһландурған.

Әмма, рабийә қадир ханим түрмә вәзийитиниң интайин начарлиқини тәсвирләп, болупму сиясий җинайәтчиләргә һечқандақ шәпқәт қилинмайдиғанлиқини билдүргән. У йәнә түрмә хадимлирини гәрчә өзигә тәгмигән болсиму, бирақ яндики түрмидашлирини қийнап, уни қорқутушқа урунғанлиқини ейтқан.

Рабийә қадир ханим зиярәтниң ахирида, "мән хәлқимгә йәнила асасий кишилик һоқуқ вә әркинликни тәләп қилимән. Мән хәлқимниң хитайларға охшашла бәхтлик турмушқа еришишини үмид қилимән" дегән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.