Рабийә қадир америка һөкүмитини демократийини хитайниң ғәрбий районида қанат яйдурушқа чақирди
2005.03.22
Өткән һәптә америка һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ бесими нәтиҗисидә хитай һөкүмити тәрипидин қоюп берилгән, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, америка һөкүмитини, демократийиләштүрүш һәрикитини оттура шәрқтин хитайниң ғәрбий районлириға вә шәрқи түркистанға қәдәр қанат яйдурушқа чақирди.
Рабийә қадир йәкшәнбә күни булумбәрг сода хәвәр ториниң мухбири билән өткүзгән сөһбитидә, хитай һөкүмитиниң у әгәр уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийитини давамлаштурса, вәтәндә қалған бала-чақа вә уруқ туққанлирини түрмигә ташлайдиғанлиқ тоғрисида тәһдид қилғанлиқини әскәртти.
Сөһбитидә, һелиму миңлиған уйғурниң хитай түрмилиридә өзи тартқан азабни тартиватқанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, улар миниң үчүн вәтәндә қалған бәш пәрзәндимгә охшашла қиммәтлик, деди. У шундақла америкида ойғуларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийитини өзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди. (Қанат)