Рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики зулумға қарши бир ғәлибә һесаплиниду
2005.03.24
Бүгүн , америкида чиқидиған даңлиқ "вал стрит жорнал" гезитидә елан қилинған бир мақалида, немә сәвәбтин болушидин қәтийнәзәр, атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики, әркинликниң зулумға қарши бир ғәлибиси һесаплиниду. Униң қоюп берилгәнлики шундақла, һәтта диктатор түзүмләрниңму хәлқара бисимға боюн игишкә мәҗбур болидиғанлиқини испатлиди дейилгән.
Уйғур америка бирләшмисиниң баш катипи алим сәйтоф тәрипидин елан қилинған бу мақалида йәнә мундақ дейилгән, " хитай һөкүмити рабийә қадирни түрмигә ташлаш арқилиқ уйғур хәлқиғә, улар қанчилик бай, қанчилик сиясий тәсиргә егә, қанчилик әқиллиқ болушидин қәтийнәзәр, хитай һөкүмитиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилмиса, йоқ қилип ташлайдиғанлиқини көрситишни ойлиған . Дәсләптә, хитай рәһбәрлири рабийә қадирниму башқа уйғур сиясий мәһбуслириға охшаш түрмигә қамапла, унуттуривитәләймиз дәп ойлиди . Хитай һөкүмити хәлқара җамаәтчиликниң рабийә қадир мәсилисигә бундақ җидди қарап, униң қоюп берилиши үчүн , бейҗиң һөкүмитигә бундақ қаттиқ бесим қилидиғанлиқини ойлапму бақмиди .
Алим сәйтоф , "вал стрит жорнал" гезитидә елан қилинған мақалисини төвәндики сөзләр билән аяқлаштурған:
"Рабийә қадирниң қоюп берилгәнликини һәргизму хитайниң уйғур хәлқиғә қаратқан сиястини өзгәрткәнлики вә хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң яхшиланғанлиқиниң бир ишарити дәп қаримаслиқ керәк. Әмма рабийә қадирниң қоюп берилгәнлики, уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң -1949 йилидин бери шәрқи түркистанда елип бериватқан қаттиқ қол сияситигә қарши тунҗи мәниви ғәлибиси икәнлики ениқ. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадирни күтүвелиш мурасими өткүзди
- Рабийә қадир америка һөкүмитини демократийини хитайниң ғәрбий районида қанат яйдурушқа чақирди
- Рабийә қадир ханим, дуня җамаәтчиликини хитайдики кишилик һоқуқни илгири сүрүшкә чақирди
- Рабийә қадир вашингтонда аилиси билән җәм болди
- Вашингтондики уйғурлар рабийә қадир ханимни күтүвалди