Рабийә қадир қолға елиниш сәвәплири һәққидә тохталди


2005.03.25

Өткән һәптә хитай һөкүмити тәрипидин "давалаш үчүн капаләткә бериш" нами билән қоюп берилгән кейин, америкиға сүргүн қилинған атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, 1999 - йили 8 - айда хитай сақчилири тәрипидин қолға елинған чағдики әһвалларни ашкарилиди.

Рабийә қадир америка дөләт мәҗлисиниң үрүмчини зиярәт қилиш өмики билән көрүшкили кетиватқанда қолға елинған. Рабийә қадирниң билдүрүшичә, у қолға елинғанда " күмүш астанә" миһманханисиға чүшкән америка дөләт мәҗлиси вәкилләр өмики билән көрүшкили кетиватқан болуп, у америкилиқларға хитай түрмисидики өлүм җазасиға һөкүм қилинған уйғур мәһбусларниң тизимликини шундақла өзиниң америка һөкүмитигә язған уйғурларниң кишилик һоқуқиниң қандақ дәпсәндә қилиниватқанлиқи тоғрисидики әрзнамисини тапшурмақчикән.

Бирақ, униң янчуқидики тизимлик вә әрзнамә хитай сақчилири тәрипидин тартивелинған. Рабийә қадир, "күмүш астанә" миһманханисиға йетип барай дегәндә, униң арқисиға чүшкән хитай дөләт бихәтәрлик назаритиниң мәхпий сақчилири тәрипидин тосивелинған иди. Мәхпий сақчилар уни шу йәрдә қолға алған. Рабийә ханим қолға елинған чағдики бу әһвалларни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң алдинқи күни униң шәрипигә уюштурған кәчлик күтүвелиш мурасимида мухбиримизға ашкарилиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.