Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
2005.05.17
Америка һөкүмити сәйшәнбә күни рабийә қадир аилисиниң хитай һөкүмити тәрипидин тәһдит қилинғанлиқ вәқәсигә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини билдүрүп, хитайниң бу һәрикитиниң, икки дөләтниң һәмкарлиқ мунасивитигә зиян йәткүзидиғанлиқини тәкитлиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ричард бочер бу һәқтә, "мениң қаришимичә, хитайниң бу һәрикәтлири, икки тәрәпниң рабийәни қоюп берип америкиға әвәтиш йолида елип барған һәмкарлиқ роһиға дәхли йәткүзгән" дәп билдүрди.
Шундақла америкиниң бейҗиңдики әлчиханисиниң бир нәпәр хадими америка бирләшмә агентлиқиға, америка һөкүмитиниң нөвәттә рабийә қадирниң америкидики аилисидикиләр билән алақилишип туриватқанлиқини билдүрди.
13 - Май күни әтигини рабийә қадир сода сарийини нәччә йүз хитай қораллиқ сақчилири қоршиған һәмдә 30 дәк қоралланған сақчи сода сарайдики әқидә һәссидарлиқ шеркитигә бөсүп кирип, һечқандақ қануний рәсмийәтсизла, шеркәтниң мал- мүлүклирини ахтуруп, пул вә муһим һөҗҗәтләрниң һәммини елип кәткән. Шундақла рабийә қадирниң оғли абликим сақчилар тутмақчи болғанда қечип кәткән һәмдә униң һазирғичә из-дерики болмиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири рабийә қадирниң үрүмчидики сода сарийини ахтурди
- Һиндистан даирилири бир уйғур мусапирини қанунсиз тутқун қилди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди
- Уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америкидин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилди
- Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди