Рабийә қадирни күтивелиш мурасими ғәлибилик аяқлашти


2005.05.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

19 - Май күни америкидики хәлқара тибәт һәрикити вә америка уйғур бирләшмисиниң бирликтә уюштуруши билән вашингтонда өткүзүлгән атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадирни күтивелиш мурасими ғәлибилик аяқлашти.

Мурасимға америкиниң сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири, хәлқара җумһурийәтчиләр иниститутиниң президенти лорин крейнер, хәлқара кәчурум тәшкилатиниң америкидики вәкили т. Кумар, дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алп текин һәмдә хәлқара тибәт һәрикити вә америка уйғур бирләшмисиниң рәислири шундақла уйғур вә тибәт меһманлардин болуп 200 дин көп киши қәдәм тәшрип қилди.

Йиғинда сөз қилған хәлқара тибәт һәрикитиниң америкидики бөлүминиң дериктори бучуң сериң, рабийә ханимниң түрмидин қоюп берилгәнликини тәбрикләш билән биргә, уйғурлар билән тибәтләрниң охшаш қисмәтләрни бешидин кәчүргәнликини, шундақла буниңдин кейинму өз-ара һәмкарлишип һәрикәт қилиш лазимлиқини билдүрди.

Йиғинда йәнә, лорен крейнер, әркин алп текин вә нури түркәл сөз қилғандин кейин, атақлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадир ханим сөзгә чиқип, униң қоюп берилишигә көп күч чиқарған америка һөкүмитигә, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға вә америка уйғур бирләшмисигә рәһмәт ейтти һәмдә өзиниң кишилик һоқуқ йолидики көрәшлирини һәргизму тохтитип қоймайдиғанлиқини билдүрди.

Мәзкур мурасим йәнә, америкидики даңлиқ парламент әзалиси том ләнтос, фрәнк волф қатарлиқ әрбапларниң йеқиндин қоллишиға еришкән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.