Рабийә қадир ханим уйғурларниң кишилик һоқуқ үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди


2005.06.26

Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң зияритини қобул қилип, өзиниң кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн давамлиқ паалийәт елип бардиғанлиқини тәкитлиди.

Рабийә қадир ханим, 21 - июн күни әнгилийгә йетип берип, әнгилийә парламенти, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә әнгилийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән учришип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидин қаттиқ нарази икәнликини билдүрди.

Рабийә қадир ханим, 2000 - йили 3 - айда хитай һөкүмити тәрипидин, чегра сиртидики тәшкилатларни дөләт мәхпийәтлики билән тәминлигән дегән җинайәт билән әйилинип, 8 йиллиқ қамақ җазаси билән җазаланған иди.

Рабийә ханим , бу йил 3 - айда муддәттин бурун қоюп берилип, америкиға сүргүн қилинди. Гәрчә хитай даирилири уни қоюп бериш алдида, униң америкида һечқандақ паалийәт елип бармаслиқини, әгәр ундақ болмайдикән балилириниң тәһдит астида қалидиғанлиқини билдүрүп, униңға бесим ишләткән болсиму, рабийә қадир ханим өз хәлқиниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн елип баридиған паалийитигә һечқандақ күчниң тосқунлуқ қилалмайдиғанлиқини, уйғурларниң һәқ - һоқуқини әслигә кәлтүрүш үчүн ялғуз амеркидила әмәс бәлки пүтүн дуняда паалийәт елип баридиғанлиқини җакарлиди.(Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.