Әйнәк жорнили: хитайға қарши атланған "буржуа инқилабчиси"
2005.11.29
Германийидә чиқидиған "әйнәк" жорнили 22 - ноябирда уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим тоғрисида мақалә елан қилип, рабийә қадирни хитайға қарши күрәшкә атланған мусулман " бурҗуа инқилапчиси" дәп атиди. Мақалидә " рабийә қадир хитай рәһбәрлирини хәлқара кишилик сот мунбиригә елип чиқиш үчүн күрәш қилмақта" дәп тәкитлигән.
Мақалидә әскәртишичә, рабийә қадир ханимниң 1997 - йили 3 - айда хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң мәмликәтлик йиғинида сөзлигән нутиқи, хитайға "уруш елан қилиш баянати" болуп, бу рабийә қадир ханим үчүн хитай һөкүмити билән ада - җуда болушниң бурулуш нуқтиси болуп қалған.
Мақалидә аптор, рабийә қадир ханимниң хәлқ сарийида сиясий мәслиһәт кеңишиниң 4800 нәпәр вәкилигә " җуңгониң шинҗаңда йолға қойған сиясити тоғра әмәс вә адаләтсиздур" дәп хитап қилғанлиқини язди. Мақалидә тәкитлишичә, рабийә қадир ханим йиғинда " җуңго һөкүмити уйғурларниң диний әркинликигә һөрмәт қилиши лазим.
Халиғанчә тутқун қилиш вә сиясий мәһбусларға өлүм җазаси беришни тохтитиш керәк " дәп әскәртиш билән биргә " уйғурларниң тарихи, әдәбияти вә тилиға һөрмәт қилиниши керәк" дәп сөзлигән.
Рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, 1997 - йили 5 - февралда хитай қораллиқ қисимлириниң ғулҗа яшлирини бастуруш һәрикити униң сәвр- тақитини толдурған ахирқи тамчә болуп қалған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир голландийидики зияритини ахирлаштурди
- Рабийә қадир явропадики 7 дөләтни зиярәт қилиш сәпирини башлиди
- Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң әйиблишигә қайта рәддийә бәрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир һәққидә ахбарат елан қилди
- Рабийә қадир, америка дөләтлик ахбарат мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди