Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир кофий аннанға очуқ хәт язди


2005.12.01

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи кофий аннанниң хитай зиярити һарписида уйғурларниң мәниви аниси вә атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә уйғур америка бирләшмиси аннанға очуқ хәт әвәтти.

Рабийә қадир ханим кофий аннанға әвәткән хетидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипидин хитай рәһбәрлири билән көрүшкинидә, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин испат вә пакитлири билән оттуриға қоюлған уйғурларниң кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи мәсилсини оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Рабийә қадир ханим шундақла кофий аннандин хитай рәһбәрлири билән елип баридиған сөһбити җәрянида, болупму уйғур сиясий җинайәтчиләргә қаритилған өлүм җазасини тохтитиш, уйғур сиясий мәһбусларни қоюп бериш, уйғурларниң диний әркинликигә һөрмәт қилиш, уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сияситини тохтитиш, уйғур тили вә мәдәнийитиниң тәрәққиятиға йол қоюш вә хитайниң ичкири өлкиридин уйғур елигә хитай аққунлирини йөткәшни тохтитиш қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қоюшини тәләп қилған. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.