Хитай һөкүмити америкини рабийә қадирға сәһнә һазирлап бәрмәсликкә чақирди
2005.12.15
Атағлиқ уйғур паалийәтчиси рабийә қадир чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә испатлиқ берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зиянкәшликлирини баян қилғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни америкини рабийә қадирға сәһнә һазирлап бәрмәсликкә чақирди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң мухбирларни күтивелиш йиғинида, "америка һөкүмити рабийә қадирниң хитайдин бөлүнүшни мәқсәт қилған паалийәтлиригә вә бу һәқтики баянлириға сәһнә һазирлап бәрмәслики керәк" дегән.
Рабийә қадир чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә , бейҗиң һөкүмитиниң америка йетәкчиликидики "террорчилиққа қарши уруш" тин пайдилинип уйғурларни бастуриватқанлиқини көрситип, "бүгүнки күндә, бизниң мәдәнийитимиз, тарихимиз вә тилимиздин башқа, бизниң бу йәрдә әзәлдин бар болған мәвҗутлуқимизму бейҗиң һөкүмитиниң вәһши сияситиниң тәһдити астида қеливатиду" деди.
Йиғинда сөз қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилати америка шөбисиниң асия ишлири мәсули т. Кумар уйғур елиниң хитайдики сиясий җинайәтчиләргә өлүм җазаси берилидиған бирдин-бир җай икәнликини ейтти. У йәнә, "америка президенти җорҗ в буш, хитай дөләт рәиси ху җинтав келәр йилниң бешида америкиға зиярәткә келиштин бурун, рабийә қадирни ақ сарайға тәклип қилиши керәк" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки хадимни қоюп бәрди
- Атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир кофий аннанға очуқ хәт язди
- Әйнәк жорнили: хитайға қарши атланған "буржуа инқилабчиси"
- Рабийә қадир голландийидики зияритини ахирлаштурди
- Рабийә қадир явропадики 7 дөләтни зиярәт қилиш сәпирини башлиди