Хитай даирилири хитай чегриси ичидә "рабийә қадир" дегән исимни атимаслиқни тәләп қилди
2007.02.08
Уйғур миллий һәрикитиниң сиясий рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң, бу йиллиқ "нобил тенчлиқ мукапати" ға қайта намзат қилип көрситилиши, хитай даирилириниң наразилиқини қозғапла қалмай, уларни мәтбуатларни қаттиқ контрол қилиш, һәтта хитай чегриси ичидә рабийә қадирниң исмини атимаслиқ тәдбирлирини қоллинишқа мәҗбурлиди.
Тәйвән мәркизи агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, рабийә қадир ханим бу йил "нобил тенчлиқ мукапати" ға қайта намзат қилип көрситилгәндин кейин, уйғур аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүми ахбарат орунлириниң сиясий мәсулийитини яхши тонуп, рабийә қадир һәққидә һечқандақ учур вә мулаһизә елан қилмаслиқини шуниңдәк буниң шинҗаңниң муқимсизлиқини кәлтүрүп чиқириған назук бир мәсилә икәнликини алаһидә тәкитлигән.
Өзини ашкарилашни халимиған бир уйғур , тәйвән агентлиқиға мундақ дегән": гәрчә хитай даирилири уйғурларни рабийә қадир һәққидә еғиз ачмаслиқ һәққидә қаттиқ чарә - тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини билдүрсиму, әмма көплигән уйғурлар чәтәл мәтбуатлири арқилиқ униң "нобил мукапати"ға намзат қилип көрситилгәнликидин хәвәр тепип, чәксиз хошаллиққа чөмди вә қаттиқ һаяҗанланди һәмдә йошурун һалда өз өйлиридә тәбрикләш паалийәтлири елип барди"
Мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим әркинликкә чиққан күндин бери, хитай түрмисидики гунаһсиз уйғурларни қутулдуруш йолини издәш вә уйғурларға қаритилған пиланлиқ туғут сияситиниң һәқиқий маһийитини ашкарилаш һәрикәтлири елип барди. У, 2006 - йили нобил мукапатиға намзат қилип көрситилди вә чәтәлләрдики уйғурларниң әң алий оргини һесабланған дуня уйғур қурултийиға рәис болуп сайланди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир бу йил йәнә нобил тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилди
- "Рабийә қадир дәври" хитайларни чөчүтти
- Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди
- Дуня уйғур қурултийи нур бәкриниң рабийә қадир һәққидики сөзлиригә рәддийә бәрди
- Рабийә қадир ханим муһәммәт юнусни тәбриклиди