Рабийә қадир ханим австралийә зияритигә йүрүп кәтти
2008.02.15
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, җүмә күни австралийидә икки һәптилик зиярәттә болуш үчүн мәзкур дөләткә йүрүп кәтти. Бу рабийә қадир ханимниң җәнубий тинч окяндики мәзкур дөләтни тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп, зиярәт австралийә уйғур җәмийитиниң тәклипигә бинаән елип берилған.
Мәркизи вашингтондики америка уйғур җәмийити даирилири рабийә қадир ханимниң икки һәптилик зиярәт җәрянида австиралийилик уйғур муһаҗирлар, австралийә кишилик һоқуқ тәшкилатлири, парламент вә мунасивәтлик һөкүмәт әмәлдарлири билән учришип, австралийә парламенти вә һөкүмити вә кишилик һоқуқи тәшкилатлирини уйғурларниң вәзийитигә көңүл бөлүшкә үндәйдиғанлиқини билдүргән болсиму , лекин рабийә қадир ханимниң конкрет зиярәт күнтәртипи һәм кимләр билән учришидиғанлиқини ашкарилимиди.
Лекин рабийә қадир ханимниң мухбиримизға әскәртишичә, у уйғур сиясий мәһбусларға өлүм җазаси беришни тохтитиш, уйғур қизлирини ичкиригә йөткәшни тохтитиш, мәһбусларға тән җазаси бериш қатарлиқ мәсилиләрдә австралийә парламенти вә һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитишини тәләп қилидиғанлиқини билдүргән.
Рабийә қадир ханимниң зиярити австралийә баш министири кәвин рудниң австиралийилик йәрлик аһалә оберҗенлардин рәсмий әпу сориған мәзгилигә тоғра кәлди. Австралийә һөкүмити 1920 - йиллардин 1970 - йилларғичә оберҗенларниң бовақлирини ата - анисидин айрип, ақ тәнлик аилиләр яки йәслиләрдә беқип чоң қилған.
Кишиләр бу бовақларни " оғриланған нәсилләр " дәп атиған иди. Рабийә қадир ханим, хитай даирилириниң уйғур оттура мәктәп оқуғучилирини ичкири өлкиләрдә оқутуш сияситини " кейинки нәсилләрни оғрилаш" дәп тәнқидлигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаир малик садироф билән рабийә ханимниң мураҗити тоғрисида сөһбәт
- Рабийә қадир: "уйғур деһқанларни намратлаштуруватқан - хитайниң йезиларға қаратқан сиясити"
- Рабийә қадир ханимниң японийә паалийитиниң ахирқи күнлири
- Рабийә қадир ханимниң " уйғурларниң пәряди " намлиқ мақалиси америка мәтбуатида елан қилинди
- Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим японийидики зияритини давамлаштурмақта
- Рабийә қадир ханим шиветсарийини зиярәт қилди
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим германийидики зияритини давамлаштурмақта
- Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди
- Д у қ иҗраийә комитетиниң йиғини ахирлашти
- Хитай муһаҗирлириниң уйғур или һәққидики тәшвиқатлири тоғриму?
- Рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабни тонуштуруш мурасимлири давамлашмақта
- Рабийә қадир ханимниң биографийиси германийидә нәшир қилинди
- Президент бушниң рабийә қадир ханимға бәргән баһаси хитайниң наразилиқини қозғиди