Рабийә қадир ханим австралийидә зиярәт паалийәтлирини давамлаштурмақта


2008.02.19

Австралийидики кишилик һоқуқ җәмийәтлири һәмдә уйғур җамаитиниң тәклипи билән австралийигә зиярәткә маңған уйғур миллий һәрикити рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә униң һәмраһлири, 19 - феврал күни шу йәр вақти чүштин бурун саәт 10:50 минут өткәндә австралийиниң sydney шәһиригә йетип, австралийидики уйғур вәтәндашларниң қизғин һәм һаяҗанлиқ күтүвелишиға еришти.

Бу рабийә ханимниң хитай түрмисидин азат қилинғандин кейинки австралийигә қаратқан тунҗи зиярити болуп һесаблиниду.

Седнийдики уйғур җамаити 19 - феврал рабийә ханим вә униң һәмраһлирини күтүвелиш үчүн, мәхсус зияпәт оюштурған болуп, зияпәткә 50 тин артуқ киши қатнашқан. Зияпәт җәрянида рабийә ханим мәхсус сөзгә чиққан вә башқа вәкилләр тәң, бир қисим йәрлик ахбарат орунлириниң зиярәтлирини қобул қилған.

Бу қетим у австралийә пайтәхти камбера вә австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң баш шитаби җайлашқан аделейд қатарлиқ җайларда зиярәттә болуп австралийә парламент әзалири һәмдә кишилик һоқуқ тәшкилат рәһбәрлири билән учришиду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.