Седний авангарти гезити ниң рабийә ханим һәққидики хәвири


2008.02.20

2005 ‏- Йили америкиға кәлгәндин кейин уйғурларниң авазини пүтүн дуняға аңлитиватқан рабийә қадир ханим һазир австралийидә, ‏-‏ дәп баян қилиниду 'седний авангарти гезити' ниң бүгүнки санида.

Бу гезит рабийә ханимни тонуштурғанда 'хитайда ширкәтчиликтә мувәппәқийәт қазинип 11 ‏- чоң бай дәп аталған, 11 балиниң аниси, у 2005 ‏- йили америкиға келип муһаҗирәттә болуштин бурун хитай түрмисидә алтә йил ятқан, униң мал-мүлки һөкүмәт тәрипидин зиянға учритилған, икки балиси техичә түрмидә' дәп баян қилди.

Бу гезиттә уйғурларни тонуштурғанда, 'хитай коммунист армийиси 1949 ‏- йили, түрк тилида сөзлишидиған уйғурларниң шәрқи туркистанини игиливалған иди. Шуниңдин кейин хитай көчмәнлирини көпәйтиш вә йәрлик уйғурларниң дин, мәдәнийәт вә миллий кимликини чәкләш сияситини қоллинип кәлди. 11 ‏- Сентәбир вәқәсидин кейин болса, хитай һөкүмити террорчилиққа қарши уруш пурситини ғәнимәт билип, уйғурларни бастуруп кәлмәктә. Уйғурлар болса өз‏- өзигә хоҗа болуш үчүн көрәш қилмақта. Хитай һөкүмити бу йил 1 ‏- айниң 27 ‏- күни йәнә, йәрлик уйғурларни тутқун қилди, икки кишини нәқ мәйданда етип ташлиди' дәп баян қилди. Мәзкур гезиттә йәнә 'австралийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң рабийә ханимниң зиярити һәққидики пикрини рәт қилди. Гәрчә бу қетим австралийә ташқи ишлар министири рабийә ханим билән көрүшмисиму, әмма бу министирлиқниң хадимлири униң билән сөһбәтлишиду' дәп баян қилинди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.