Хитай рабийә қадир ханимниң аилә тавабиатни зәрбә нишани қилғанлиқини тән алмиди


2007.05.16

Хитай һөкүмити, уйғур милли һәрикитиниң даһийси, сияси паалийәтчи рабийә қадир ханимниң аилә-тавабиатлирини қанунға хилаплиқ қилмишлири билән қолға алғанлиқини, буларниң рабийә қадир ханимниң сияси паалийити билән һечқандақ четишлиқи йоқ икәнликини билдүрди.

Ройтерс агентлиқи 16 май бәргән хәвәрдә ейтилишичә, уйғур аптоном районниң муавин рәиси хувей бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш йиғинида : "рабийәниң мәсилиси бәк ениқ. Рабийә әслидә дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш җинайити билән түрмигә ташланған. Униң һазир америкида давалиниш җәрянида қилип йүргәнлири һәммә адәмгә айдиң" дегән.

Хитай һөкүмити һазирға қәдәр, рабийә қадир ханимниң үч оғлини һәр түлүк җинайәтләр билән сотқа тартқан болуп, буларниң ичидә иккисигә баҗ оғрлаш җинайити, бирсигә бөлгүнчилик қилиш җинайити артқан вә әқидә ширкитиниң банка һесабатини тоңлатқан иди.

Ху вей мухбирларға: "униң үрүмчидики аилә мүлкигә кәлсәк, бизниң қаришимиз бәк ениқ вә биз бу һәқтә қануни тәкшүрүш елип бардуқ. Рошәнки әқидә ширкитиниң баҗ оғрлаш қилмишлири бар." Дегән.

2006- Йили баһарда рабийә қадир хеним дуня уйғур қурултайға рәиси болуп сайланған мәзгилдә, хитай сақчилири ханимниң төт пәрзәнтини қолға алған вә қаһар абдуреһимға җәриманә артип қоюп бәргән, рошәнгүл абдуреһимни нәзәрбәнт астиға алған, абликим вә алим абдуреһимларға айрим- айрим һалда 9 вә 7 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған иди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу қилмишини рабийә қадир ханимниң сияси паалийәтлиридин өч елиш һәрикити дәп қариған вә хитай һөкүмитидин рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлирини дәрһал қоюп беришни тәләп қилған.

Һалбуки, мухбирлар, рабийә қадир ханим оғуллириниң җазаға тартилишида, рабийә қадир ханим чәтәлдә елип бериватқан сияси паалийәтләрниң четишлиқи бар йоқлиқи һәққидә сориған соаллириға, бу хитай әмәлдари: "әлвәттә ундақ әмәс. Биз уларға қанунға асасән җаза бәрдуқ дәп җавап бәргән. Әмма у, рабийә қадир ханим һәққидә соралған башқа соалларға җавап беришни рәт қилған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.