Рабийә қадир ханимниң " уйғурларниң пәряди " намлиқ мақалиси америка мәтбуатида елан қилинди
2007.11.22
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, америкида чиқидиған даңлиқ " вал ситирит журнал" гезитидә мулаһизә елан қилип, хитай рәһбәрлириниң 2008- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһипханлиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгәндә кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш тоғрисида қилған вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханим, 22 - ноябир күни елан қилған мулаһизисидә, қәшқәр оттура сот мәһкимисиниң 8- ноябир күни, 2008 - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилиш мурасимиға бир йилдин аз вақит қалған бир мәзгилдә, 6 нәпәр уйғурни террорлуқ вә бөлгүнчилик паалийәтлиригә қатнашқан дәп әйибләп, уларниң 3 игә өлүм җазаси, иккисигә кечиктүрүп өлүм җазаси вә биригә муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнликини, хитай рәһбәрлириниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш һәққидә бәргән вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқиниң җанлиқ испати дәп, көрсәтти.
Мулаһизисидә, хитай даирилириниң мухбирларни тутуп-қамап, хәлиқниң диний паалийәтлирини қаттиқ контрол қилип вә чәкләп, һөкүмәткә қарши һәр қандақ наразилиқ һәрикитини қаттиқ бастуруватқанлиқи, хитай рәһбәрлириниң 1955- йили шәрқий түркистан хәлқиғә бәргән вәдисигә әмәл қилмиғинидәк 2001- йили хәлқара олимпик комитетиға бәргән вәдисидиму турмиғанлиқиниң очуқ ипадиси дәп, тәкитлигән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим японийидики зияритини давамлаштурмақта
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Рабийә ханим японийини зиярәт қилмақта
- Рабийә қадир ханим шиветсарийини зиярәт қилди
- японийидә рабийә қадир ханим һәққидә китаб нәшир қилинди
- Д у қ рәиси рабийә қадир ханим германийидики зияритини давамлаштурмақта
- Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди
- Нобил тинчлиқ мукапати әл горға берилди
- Америка авам палатасида уйғурларға аит қарар мақулланди
- Д у қ иҗраийә комитетиниң йиғини ахирлашти
- Рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабни тонуштуруш мурасимлири давамлашмақта