Рабийә қадир, хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
2005.04.12
Кишилик һоқуқпәрвәр зат рабийә қадир сәйшәнбә күни беританийә ахбарат тори б б с ниң телевизийә программисиға қатнишип, түрмидики җәрянимда тән җазасиға учриған уйғур яшлириниң вақириған авазини аңлидим шундақла мән хәлқимниң кишилик һоқуқи вә азатлиқи үчүн күрәш қилимән, дәп көрсәтти.
Рабийә қадирниң ашкарилишичә, у түрмидә тән җазасиға учримиған, амма у уйғур мәһбусларниң таяқ азабиға чидимай вақириған авазини аңлиған." У, бир күни түрмә сорақханисиниң каридорида бир яш мәһбус билән учришип қалғанлиқини әскәртип, уйғур мәһбусниң " ана, сән бу йәрдә немә қиливатисән? " " биз саңа охшаш анилар үчүн түрмигә кириватимиз," дәп хитап қилғанлиқини билдүрди.
Униң әскәртишичә, уйғурларда 7 яштин 70 яшқичә кишиләр мустәқиллиқни үмид қилидикән, амма һечким буни ашкарә сөзләшкә җүрәт қилалмайдикән. Дуняда мустәқиллиқни халимайдиған милләт яки дөләт йоқлиқини тәкитлигән рабийә қадир, " амма һазир мән уйғурларниң кишилик һоқуқи вә әркинлики үчүн тиришиватимән, әгәр бу нәрсиләр мениң хәлқимниң арзусидики нәрсиләр болса, улар бу нәрсигә тинч йоллар билән еришиду" дәп көрсәтти.
Рабийә қадир, 1999 - йили 3 - айда хитай һөкүмити тәрипидин 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин. 17 - Март күни туюқсиз қоюп берилгән шундақла шу америкиға сүргүн қилинған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир, америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш җәмийитидә сөз қилди
- Рабийә қадирниң қоюп берилиши, уйғур елидә баһар болғанлиқидин дерәк бәрмәйду
- "Вашингтон почта гезити" рабийә қадирни тонуштурди
- Рабийә қадир әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Рабийә қадир қолға елиниш сәвәплири һәққидә тохталди