Рабийә қадир ханим б д т баш катипи кофи аннан билән көрүшти
2006.09.19
Уйғур кишилик һоқуқ йитәкчиси вә нобил тинчлиқ мукапати намзати рабийә қадир ханим, дүшәнбә күни ню - йоркта б д т баш катипи кофи аннан билән көрүшти. Лекин у, кофи аннан билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилий мәзмуни үстидә тохтилишни рәт қилди.
Рабийә қадир ханим кофи аннан билән бирләшкән дөләтләр һәптилики мунасивити билән б д т ниң ню - йорктики баш штабида өткүзүлгән хәлқара йиғинға қатнишиш җәрянида учрашқан. Бу йиғин сәйшәнбә күни башлинидиған б д т омуми қурултийидин бир күн аввал өткүзүлгән иди.
Рабийә қадир ханим бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиниң әң күчлүк намзатлиридин бири, дәп қаралмақта. Хитай һөкүмити рабийә қадирни нобил мукапатиға намзатлиққа көрсәткән затларни тәнқидлигән вә рабийә қадир ханимға " терорчиларбилән алақси бар," дәп һуҗум қилған иди. Рабийә қадир, б д т қурулғандин бери б д т баш катипи билән көрүшкән тунҗи уйғур рәһбири болуп һесаблиниду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әркин демократик шәрқий асия рәһбәрлири йиғини америка дөләт мәҗлиси бинасида өткүзүлмәкчи
- Хитай һөкүмити уйғур кишилик һоқуқ йитәкчиси рабийә қадирға һуҗум қилди
- Рабийә қадир ханим нобил мукати намзатлиқиға көрситилди
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһали узун болмиған кәлгүсидә нәшрдин чиқмақчи
- Рабийә қадир америка ташқий ишлар министирлиқидики әмәлдарларға уйғурлар диний кризисқа учримақта деди









