Рабийә қадир ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишниң йиллиқ йиғиниға қатнашти
2007.03.27
3 - Айниң 26 - күни, дуня уйғур қурултийи рәиси, даңлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә ечиливатқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йиғиға алаһидә тәклип билән қатнашти.
Рабийә қадир ханим, кеңәш тәрипидин орунлаштурулған хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити муһакимә йиғинида тәклип билән сөзгә чиқти вә хитайниң һазир уйғур елидә йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сиясити, аталмиш қош тиллиқ маарип сиясити, диний вә ерқий кәмситиш, сиясий мәһбусларға йүргүзүлүватқан өлум җазалири, әйдиз кесили, әмгәк күчлирини ичкиригә йөткәш баһаниси билән хитай өлкилиригә түркүмләп тошулуватқан уйғур қизлири вә уларниң хитай юртлиридики бичарә әһвали, уйғур елидики һашар қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни оттуриға қойди вә уйғурларниң кишилик һоқуқиниң хитайда еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқини дуня җамаәтчиликигә йәткүзди.
Бу йиғинға бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә әза 47 дөләт вәкиллири вә хәлқарадики барлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири қатнашқан болуп, рабийә қадир ханимниң баянлири йиғин әһлиниң күчлүк диққәт-етибарини қозғиди. Улар рабийә қадир ханимдин хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида муһим соалларни сорашти.
Йиғинға йәнә, бир тибәт вәкил вә бир хитай кишилик һоқуқ паалийәтчисиму қатнашқан. Бу йиғин бу 2 - айниң 12 - күни башланған болуп, 3 - айниң 30 - күни түгәйду. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди
- Рабийә ханим әркинлик җәңчиси васлав хавил әпәндини тәбриклиди
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайниң ғәрбидики намрат районларниң муһитини яхшилаш үчүн қәдәм ташлиди
- Рабийә қадир ханим явропа парламинтиға хәт йезип нирҗ дева әпәндиниң уйғурлар һәққидики баянлириға рәддийә бәрди
- "Рабийә қадир дәври" хитайларни чөчүтти