Җаһангир поча: рабийә қадир уйғурларниң далай ламаси


2006.12.01

Америкидики "заманимиз" жорнилиниң муһәррири җаһангир поча җүмә күни дуня уйғур қурултийи рәиси вә уйғур кишилик һоқуқи паалийәтчи рабийә қадир ханим һәққидә сөһбәт хатириси елан қилип, рабийә қадир ханимни "уйғурларниң далай ламаси" дәп атиди.

Рабийә қадир "заманимиз" жорнилидики сөһбәттә җаһангир починиң "шинҗаң мәсилиси немә үчүн тибәткә охшаш тонулалмиди" дегән суалиға "чүнки хитай һөкүмити далай ламаға охшаш шәхс болғачқа бизгә қариғанда тибәткә техиму еһтиятчан муамилә қилиду" дәп җаваб бәргән.

Рабийә қадирниң әскәртишичә, хитай һөкүмити 1949 - йили шәрқий түркистанға киргәндә бәргән пүтүн вәдилиридин йенивелип, уйғурларниң асаси кишилик һоқуқи вә әркинликини рәт қилмақта. Рабийә қадир ханим өзиниң бурун хитай һакимийәт сестимиси ичидә туруп, уйғурларниң кишилик һоқуқи вәзийитини яхшилимақчи болғанлиқини, болупму 1997 - йилдики ғулҗа вәқәсидә уйғурларниң қирғинчилиққа учриғанлиқини юқири дәриҗилик хитай рәһбәрлиригә йәткүзгән болсиму, лекин уларниң писәнт қилмиғанлиқини билдүргән.

Рабийә қадирниң җаһангир почаға әскәртишичә, хитай һөкүмити уйғурларни районниң нефит байлиқидин бәһриман қилмайла қалмастин, әксичә уйғурларниң райондики хитай нефит ширкәтлиридә хизмәт қилишиға йол қоймайватиду. Уйғурларниң мәдәнийәт, диний етиқад вә өрп - адәт җәһәттә хитайлардин пүтүнләй пәрқлинидиғанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, "хитай һөкүмитиниң нәзиридә бу пәрқләр тәкитләнсә, уларниң аччиғи келиду" дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.