Атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир әнгилийә зияритини башлиди


2005.06.20

Атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, әнглийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән уйғур мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүш үчүн, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәклипигә асасән дүшәнбә күни чүштин кейин вашнгтондин лондонға қарап йолға чиқти.

Өз мухбиримизниң игилишичә, рабийә қадир бу қетимқи зиярити җәрянида, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ әнгилийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бу дөләттики мунасивәтлик әрбаблар билән көрүшүп, улардин уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә вә уйғурларниң әркинлик вә демократийә үчүн елип бериватқан көрүшигә техиму көп көңүл бөлүшини тәләп қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.