Рабийә қадир голландийидики зияритини ахирлаштурди


2005.10.07

Уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, явропадики 3 һәптилик зияритиниң биринчи бекити голландийә зияритини җүмә күни ахирлаштурди. Униң явропа зияритиниң 2 - бекити данийә. У, данийидики зияритини шәнбә күни башлайду.

Рабийә қадир голландийидики зиярити җәрянида пәйшәнбә күни " хитайдики унтулған аз санлиқлар" дегән темидики муһакимә йиғиниға қатнишип, уйғурларниң вәзийити вә өз кәчүрмишлирини тонуштурди. У, шу күни амстердамда голландийә ташқи ишлар министирлиқи вә голландийә парламентидики әрбаплар билән "муһим мәсилиләр" бойичә сөһбәт елип барған. Әмма у, сөһбәтниң тәпсилатини ашкарилашни рәт қилди.

Рабийә қадир, голландийидики сәпириниң ахирқи күни голландийә сода саһәсидикиләр билән учрашти вә бу йәрдики уйғур муһаҗирлар билән бир ариға кәлди. У, шәнбә күни данийә пайтәхти копенһагенға бариду. Рабийә қадир, копинһагендики зиярити җәрянида данийә ахбарат саһәси вә данийә парламентиниң әзалири билән учришидикән.

Рабийә қадир ханим бу йилқи нобел тинчлиқ мукапатиниң хәлқара атом ениргийә идарисиниң мудири әл барадайға берилгәнгәнликини амистердамда аңлиди. Рабийә қадир, нобел мукапатиниң намзатлар тизимликидики әң күчлүк намзатларниң бири, дәп қаралмақта иди. Әмма униң тәкитлишичә, у мукапатқа еришәлмигәнликидин мәйүсләнмәйдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.