Рабийә қадир ханим германийидә уйғур муһаҗирлар тәрипидин күтүвелинди
2005.07.15

Атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир җүмә күни әтигәндә германийиниң мюнхен шәһридики хәлқара айдурумға йетип келип, мәзкур дөләттики бир һәптилик зияритини башлиди.
Рабийә қадир, айродромда елан қилған баянатида, дуня уйғур қурултийини махтиди шундақла уйғурларни иттипақлиққа вә бирликкә чақирди. Рабийә қадир германийидики йүзләрчә уйғур муһаҗирлар тәрипидин айродрумда дағ - дуға билән күтүвелинған.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси әркин алиптекин шундақла мәмтимин һәзрәтләр, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә мәркизи германийидики хәтәр астидики милләтләр тәшкилатиниң вәкиллири айродромда һазир болди. Бу мәмтимин һәзрәтниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин тунҗи қетим аммиви сорунға чиқиши болуп һесаблиниду.
Рабийә қадир ханим җүмә күни кәчтә дуня уйғур қурултийининиң 2- нөвәтлик кеңәйтилгән йиғининиң ечилиш мурасими қатнашқан вә йиғин әһлигә сөз қилған. Йиғиндин кейин, рабийә қадир ханимниң шәрипигә зияпәт берилгән.
Рабийә қадир ханим алдимиздики һәптә ичидә германийә парламенти вә һөкүмитидики мунасивәтлик даириләр, германийидики хәлқара аммиви тәшкилатлар билән учрушидикән.
Игилишимизчә хитай һөкүмити рабийә қадирниң германийидики зиярити мунасивити билән берлин даирилириға наразилиқ билдүргән. Рабийә қадир мюнхенға йетип барғандин кейин, германийә аманлиқ даирилири сақчиларни әвәтип бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қойған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- 2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң кишилик һоқуқ үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир әнгилийигә йетип барди
- Атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир әнгилийә зияритини башлиди
- Рабийә қадир, чех җумһурийитиниң сабиқ президенти ваклав хавел билән көрүшти