Рабийә қадир германийә әмәлдарлириға уйғур мусапирлар мәсилисини әскәртти
2005.07.21
Германийини зиярәт қиливатқан мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, 19 – июл германийә пайтәхти берлинда, германийә ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий асия бөлүми мудири барбах вә кишилик һоқуқ ишлириға мәсул әмәлдари дейр әпәндиләр билән учришип, уйғур аптоном райониниң вәзийити тоғрисида доклат бәрди вә германийидики уйғур сияси мусапирларниң әһвали тоғрисида пикир алмаштурди.
Германийә ташқи ишлар министирлиқидики затлар, шәрқий түркистан вәзийити вә германийидики уйғур мусапирлар мәсилисигә көңүл бөливатқанлиқини билдүргән. Әмма германийә һөкүмити йеқинда германийидин сияси панаһлиқ тилигән бир уйғур аялни хитайға қайтурувәткән шундақла бу йил 5 - айда икки әмәлдарини хитай даирилириниң тәлипи бойичә бейҗиң вә уйғур аптоном районида "уйғурлар мәсилиси үстидин тәкшүрүш елип беришкә" әвәткән болуп, бу вәқәләр германийидики уйғур тәшкилатлар вә мусапирларни җидди әндишигә салған. Тәшкилатлар хитайға қайтурулған мусапир аялниң ақивити тоғрисида һазирғичә һечқандақ учур алалмиған.
Шу күни ахшими рабийә қадир мюнхенда хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң күтүвелиш мурасимиға қатнашқан. Әтиси у, мюнхенда мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, ахбарат саһәсиниң суаллириға җаваб бәрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә сәпири мунасивити билән рабийә қадир ханимни зиярәт
- Рабийә қадир ханим германийидә д у қ ниң йиғиниға қатнашти
- Рабийә ханим әркин алиптекин вә мәмтимин һәзрәтләр билән мүрини - мүригә тирәп күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Рабийә қадир ханим германийидә уйғур муһаҗирлар тәрипидин күтүвелинди
- 2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди