Д у қ рәиси рабийә қадир ханим германийидики зияритини давамлаштурмақта


2007.10.21

Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим германийидики паалийәтлирини давамлаштурмақта. Рабийә қадир ханим, 19-өктәбир күни мюнхендики д у қ баш шитабида д у қ ниң иҗраийә комитетиниң хизмәтлирини аңлап, йеңи орунлаштуруш елип барғандин кейин, мунасивәтлик даириләр билән көрүшкән һәмдә 21- өктәбир күни һамбург шәһиридики германийә хәлқ сәнити музейида өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт күни паалийитигә қатнашқан.

Rabiye_kitapA-200.jpg
Рабийә қадир ханим гирманийидики қоллиғучииларға имза қоюп бәрмәктә. UAA Photo

Германийидики һоқуқ тәшкилатлири, һөкүмәт хадимлири, уйғурлар мәсилисигә қизиққучилардин болуп, 400 дин артуқ адәм қатнашқан бу паалийәт үч бөләккә бөлүп елип берилған болуп, биринчи бөликидә уйғурларниң тарихи , мәдәнийити, кишилик һоқуқ әһвали вә башқа мунасивәтлик мәсилилири тонуштурулған болса, иккинчи бөликидә уйғур миллий нахша-музикилири вә усуллири көрситилип, уйғурларниң мәниви мәдәнийити намайән қилинған. Үчинчи бөлүки сүпитидә хәлқ сәнити музийиниң чоң залида германийигә тонулған риясәтчиниң биваситә риясәтчилик қилиши астида, йеқинда герман тилида нәшир қилинған, рабийә қадир ханимниң тәрҗимһалиға аит китабниң бәзи җайлири оқуп тонуштурулған.

Шундақла, паалийәттә рабийә қадир ханим өзиниң тәрҗимһалиға һәмдә уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан вәзийити һәққидә соралған соалларға җаваб берип, паалийәт қатнашқучилирини уйғурларниң омумий әһвали һәм түрлүк мәсилилири һәққидә әтраплиқ учурлар билән тәминлигән.

Мәзкур мәдәнийәт паалийити әмәлийәттә рабийә қадир ханимниң иш излирини һәмдә уйғурларни тонуштурушни асасий муддиа қилған болуп, германийиниң нәччилигән телевизийә, гезит-журналлири рабийә қадир ханим билән айрим сөһбәтләр өткүзгән . Нәтиҗидә , рабийә қадир вә уйғурлар йәнә бир қетим германийә мәтбуатлириниң муһим темисиға айланди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.