Рабийә қадир ханим вашингтонда гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишиду
-
2006-04-17 -
-
-
Уйғурларниң мәнивй аниси вә уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим,4- айниң 18- вә 19- күнлири америка дөләт мәҗлисидә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә өткүзүлидиған гвваһлиқтин өтүш йеғиниға қатнишиду.
4- Айниң 18- күнидики йеғин америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписиниң рәиси там ләнтос вә франк волф тәрипидин уюштурулған . 4-Айниң 19 - күнидики йеғин болса, америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитети африқа, кишилик һоқуқ вә хәлқара һәрикәт шүбә комитети тәрипидин уюштурулған болуп, рабийә ханим бу йеғинға америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң рәиси һанри һайд тәрипидин алаһидә тәклип қилинған.
Хитайда кишилик һоқуқниң, яхшиланған вә начарлашқан тәрәплири, дегән темида өткүзүлидиған бу қетимқи гуваһлиқтин өтүш йеғининиң мәқсити, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүштин ибарәт икән. Хәвәрләргә қариғанда, йеғинда болупму, пиланлиқ туғут мәсилиси, ишқа орунлишиш , һоқуқ, диний әркинлик мәсилиси, мәһбусларниң органлирини ишлитиш мәсилиси, хитай һөкүмитиниң интернеткә болған контроллиқини күчәйткәнлики мәсилиси қатарлиқлар муһакимә қилинидикән.
Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә ханим, йеғинға қатнишиш үчүн германийидин бүгүн америкиға кәлди. Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң америка президенти буш билән учришиши һарписида , америка дөләт мәҗлисиниң бундақ бир йеғин уюштурғанлиқидин наһайити хорсән икәнликини ипадилигән рабийәханим, гуваһлиқтин өтүш йеғинида болупму, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити һәмдә уйғур сиясий мәһбусларға қаратқан өлүм җазаси вә тән җазаси мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим дохтурханидин қайтип чиқти
- Хитай һөкүмити америкини рабийә қадирға сәһнә һазирлап бәрмәсликкә чақирди
- Әйнәк жорнили: хитайға қарши атланған "буржуа инқилабчиси"
- Рабийә қадир явропадики 7 дөләтни зиярәт қилиш сәпирини башлиди
- Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң әйиблишигә қайта рәддийә бәрди