Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди
2007.03.17
Хәлқара рафто кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайда кишилик һоқуқ тәшкилати, кишилик һоқуқ сарийи фонди, тинчлиқ вә адаләт тәшкилати, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вә вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ 7 хәлқара тәшкилат бирләшмә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийиға қаратқан әйибләшлирини рәт қилди.
Мәзкур 7 тәшкилат тәрипидин 16- март күни елан қилинған бирләшмә баянатда, "хитай һөкүмитиниң болупму хәлқара террорчилиққа қарши уруш йолға қоюлғандин бери, шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликилиригә қарши елип бериливатқан наразилиқ һәрикиәтлирини бөлгүнчилик вә террорчилиқ һәрикити дәп көрситишкә тиршиватқанлиқи һәммизгә мәлум болған бир мәсилигә. Лекин хитай һөкүмитиниң бу һәрикитидә аллиқачан мәғлубийәткә учриғанлиқи бир реаллиқ" дәп, көрситилгән.
Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурулитийиға қаратқан " бөлгүнчилик вә терролуқ" дегәнгә охшаш әйбләшлири рәт қилинған баянатда": дәрвәқә рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи зораванлиқ вә террорлуққа қәтии қарши туруп, демократик принсиплар асасида паалийәт елип бериватиду" дйеилгән.
Хитай һөкүмитиниң қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлири арқилиқ, шәрқий түркистан хәлқиниң әң әқәлли һә-һуқуқлириниму дәп қиливатқанлиқи тәкитләнгән бирләшмә баянатда, ":хитай һөкүмити шәрқий түркистанда елип бериватқан қаттиқ қол сиясиәтниң районға муқимлиқ елип киләлмигәнкини көрүнүп туруиду. Шуңа хитай һөкүмити шәрқий түркситанда муқумлиқни тикләш үчүн, райондики хәлқләргә вәкиллик қилидиған тәшкилатларға йүзлиниши керәк" дейилгән.
Копчилликкә мәлум болғандәк, йеқинда яврупа иттипақидики хитай баш әлчиси баянат елан қилип, рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийини террорчилар билән мунасивити бар дәп әйибләб, яврупа парламинти әзалиридин рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи вәкиллирини қобул қилмаслиқини вә улар билән көрүшмәсликини тәләб қилған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири хитай чегриси ичидә "рабийә қадир" дегән исимни атимаслиқни тәләп қилди
- Рабийә қадир ханим явропа парламинтиға хәт йезип нирҗ дева әпәндиниң уйғурлар һәққидики баянлириға рәддийә бәрди
- "Рабийә қадир дәври" хитайларни чөчүтти
- Рабийә қадир ханимниң памир игизлигидики дилони тәкшүрүш тәлипи хитайниң рәт қилишға учриди
- Рабийә ханим канада баш минстири стипан харпер билән көрүшти