Рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабни тонуштуруш мурасимлири давамлашмақта


2007.06.21

Д у қ ниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири баян қилинған китабниң нәшрдин чиқиш мунасивити билән өткүзүлүватқан мурасимлар германийидә давамлашмақта.

Германийилик атақлиқ язғучи александира кавилуис ханимниң узун вақит сиңдүргән җапалиқ әҗри бәдилигә вуҗутқа кәлгән мәзкүр китаб германийидики әң мәшһур хеней нәшрятида нәшр қилинип китабханлар билән йүз көрүшти.

Рабийә қадир ханим , китапниң нәшр қилиниши мунасивити билән берлин вә мунхен шәһәрлиридә өткүзүлгән мурасимларда сөз қилип, хитай һөкүмити тәрипидин милләт сүпитидә йоқ болуш хәтиригә дуч келиватқан, өзлириниң ечинишлиқ паҗиәлирини дуняға аңлитиш һоқуқидин мәһрум қилиниватқан уйғурларниң авазини аңлитиш үчүн йезилған бу китабниң , ялғуз өзиниң шәхсй кәчүрмишлири болуп қалмастин, бир милләтниң , бир вәтәнниң ечинишлиқ сәргүзәштилири икәнликини билдүргән.

Мурасимларға хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вәкили дирк плейтер әпәнди вә германийә йешиллар партийисиниң рәиси клаудия ротх ханим қатнашти вә рабийә қадир ханимниң иш ‏- излириға юқири баһа берип, хитайниң 11 ‏- сентәбир күришидин пайдилинип, тенч йосунда паалийәт елип бериватқан уйғурларни қарилаватқанлиқини тәкитлиди.

Китабниң нәшр қилиниши мунасивити билән елип берилған мухбирларни күтивелиш йиғиниға, германийидики әң чоң телевизийә вә гезит жорналларниң мухбирлири қатнашқан болуп, буниңдин сирт рабийә қадир ханим йәнә 50 тин артуқ мухбирниң мәхсус зияритини қобул қилди.

Рабийә қадир ханим 22 ‏- июн күни, китабниң нәшр қилиниши мунасивити билән шветсийиниң пайтәхти бәрн шәһиридә өткүзүлидиған мурасимға қатнишиду. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.