Рабийә қадир ханим муһәммәт юнусни тәбриклиди


2006.10.13

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә 2006‏- йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң намзати рабийә қадир ханим, норвигийә нобил комитети тәрипидин бу йиллиқ нобил тинчлиқ мупакатиға лайиқ көрүлгән бенгаллиқ банкичи муһәммәт юнусни тәбриклиди.

Рабийә ханим, җүмә күни нобил комитети 2006‏- йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиниң муһәммәт юнусқа берилгәнликини елан қилғандин кейин, бир баянат елан қилип, 2006‏- йиллиқ нобил мукапатиниң милйонлиған кишини кәмбәғәлликтин қутқузған муһәммәт юнусқа берилгәнликини чин йүрикимдин тәбирикләймән, деди.

2006‏- Йиллиқ нобил мукапатиға намзат көрситилгәнликини өзи һәмдә уйғур хәлқи үчүн бир шәрәп дәп қобул қилидиғанлиқини буниңдин пәхирлинидиғанлиқини әскәрткән рабийә қадир ханим, нобил мукапатиға намзат көрситилгәнликиниң уйғур мәсилиси вә уйғурларниң әһвалини дуня җамаәтчиликигә тонутушта бибаһа рол ойниғанлиқини һәмдә уйғурларниң өзлириниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш күришидә дуняда йеңи достларни типиши үчүн типилмас бир пурсәт яратқанлиқини билдүрди.

Рабийә қадир ханим баянатида, нобил мукапатиға намзат көрситилгәнликим һәмдә хәлқарада пәйда болған уйғур мәсилисини етирап қилиш вә уйғурларни қоллаш долқуниниң, хитай һөкүмитини уйғур мәсилисини һәл қилиш үчүн биз билән бир диалог қурушқа зорлишини үмид қилимән, деди.

Дуня мәтбуати һәмдә нурғунлиған тәтқиқат институтлири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, финландийиниң сабиқ президенти астиһарини 2006‏- йиллиқ нобил мукапатини елиш еһтималлиқи әң күчлүк болған намзатлар дәп көрсәткән иди.

Лекин нобил комитети җүмә күни бу йиллиқ нобил тинчлиқ мупакатиниң бенгаллиқ банкичи муһәммәт юнусқа берилгәнликини җакарлиди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.