Хитай һөкүмити "уйғур мәдәнийәт кечилики" күни рабийә қадирниң үрүмчидики оғлини соливалди
-
2006-03-21 -
-
-
3- Айниң 14 - күни америка дөләт мәҗлисидә" уйғур мәдәнийәт кечилики" өткүзүлгән күни, уйғур аптоном райони җамаәт хәвпсизлик назаритиниң сақчилири, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң үрүмчидики оғли абликимни икки күн сақчи идарисиға соливалған.
"Уйғур мәдәнийәт кечилики" рабийә қадир вә униң хәлқара уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә фонди җәмийити тәрипидин уюштурулған болуп, мәдәнийәт кечиликидә америка дөләт мәҗлисиниң ташқий ишлар комитети рәиси вә авам палата әзаси там лантос "биз силәрниң вәтиниңлардики вәзийәткә диққәт қилмақтимиз. Биз силәрниң толуқ әркинликиңлар вә мустәқиллиқиңларни илгири сүримиз" дегән иди.
Сақчилар абликимни "мәдәнийәт кечилики" өткүзүлүшниң алди -кәйнидә елип кәткән вә икки күн сорақ қилғандин кейин қоюп бәргән.
Үрүмчидики вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң ашкарилишичә, сақчилар абликимни җамаәт хәвпсизлик назаритигә елип барғандин кейин, рабийә қадирға ахирқи қетим пурсәт беридиғанлиқини, у "хитай дөләт рәиси ху җинтав америкини зиярәт қилғанда кишиләрни намайишқа уюштурмиса вә җуңгоға қарши һәрикитини тохтатса, униң мал мүлкини қайтуруп бериш билән биргә силәрниң содаңларға қолайлиқ яритип беримиз," дәп тәһдит салған.
Хитай һөкүмити өткән йили 3 - айда рабийә қадирни қоюп берип униң америкиға кетишигә йол қойғандин кейин, шу йили 5 - айда " әқидә сода ширкити" ниң мал мүлки вә һөҗҗәтлирини мусадирә қилған.
2005 - Йили 10 - айда аптоном район парткоминиң секритари ваң лечүән, рабийә қадирни баҗ оғрилиди вә "террорчилар" билән тил бириктүрди, дәп әйиблигән иди. Әмма рабийә қадирниң әскәртишичә, у он нәччә қетим баҗ тапшуруш илғари болуп мукапатланған икән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сотчи гуантанамодики уйғурларни қоюп бериш салаһийитигә игә әмәсликини билдүрди
- Хитай рабийә қадирниң "әқидә ширкити" дики икки хадимни қоюп бәрди
- Хитай баҗ идариси "әқидә ширкити" ни тәкшүрди
- Америка дөләт мәҗлиси рабийә қадир мәсилисидә вен җябавға хәт йоллиди
- Хитай һөкүмити, әқидә ширкитиниң хадимлириға дәхлий - тәруз йәткүзгәнликини инкар қилди
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди