Хитай рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий әйибләп, йеқинда сот қилмақчи
2006.07.12
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң хитай даирилири тәрипидин қолға елинған икки оғли хитай тәптиш даирилири тәрипидин рәсмий әйиблинип, сотқа тартилмақчи. Америка уйғур бирләшмиси кишилик һоқуқ программиси, хитай тәптиш органлириниң қаһар абдуреһим вә алим абдуреһимларни 10- ийол күни рәсмий сотқа тартишни қарар қилғанлиқини билдүрди.
Хитай қанунлири бойичә, тәптиш даирилири җавапкарлар үстидин сот ечишни қарар қилип 10 күнгичә сот мәһкимисигә елип чиқмайду. Лекин сот ечилишқа 3 күн қалғанда җавапкарға уқтуриду. 42 яшлиқ қаһар абдуреһим вә 31 яшлиқ алим абдуреһим һәр иккилиси баҗдин қечиш билән әйибләнгән вә алим йәнә "дөләтни парчилашқа урунуш" биләнму әйибләнгән иди. Техи буниң алдидила 1- ийолниң алди-кәйнидә алим абдуреһим хитайниң қийин-қистаққа елиши билән мәҗбурий иқрар қилдурулған.
Рабийә ханимниң солақта тутуп туриливатқан йәнә бир оғли абликим абдуреһим болса, һазир хитай сақчилири тәрипидин сораққа тартилмақта. У "дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш" җинайити билән әйибләнгән. Кишилик һоқуқ программисиниң билдүрүшичә, хитай тәптиш әмәлдарлири алим абдуреһим вә қаһар абдуреһиниң аилисидикиләргә адвокат тутушқа болидиғанлиқини ейтқан. Әмма адвокатларниң улар билән көришәлиши капаләткә игә болмиғачқа, адвокат тутушниң зөрөрийитиму чоң әмәскән.
Кишилик һоқуқ программиси дериктори алим сейтоф, бу әһвалниң хитай әдлийәсиниң рабийә қадир сотланған вақиттин буян техиму арқиға чекингәнликини көрситидиғанлиқини, шундақла хитайниң һазир сиясий муддиа билән ,рабийә вә униң пәрзәнтлиридин өч елишқа тиришиватқанлиқини ейтти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Вал стрит жорнал гезитидә рабийә ханимниң мақалиси елан қилинди
- Рабийә қадирниң оғли түрмидә қийнашқа учриди
- Рабийә қадирниң йәнә бир оғлиму қолға елинди
- Рабийә қадирниң аилидә нәзәрбәнд қилинған қизи дохтурханиға елип берилди
- Америка дөләт мәҗлисиниң үрүмчини зиярәт қилиш өмики зияритини йерим йолда тохтитип америкиға қайтти