Хитай даирилири рабийә қадир ханимниң оғли алим абдуреһимни 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди


2006.11.27

Үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси кишилик һоқуқи паалийәтчиси вә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң кәнҗи оғли алим абдуреһимға баҗ оғрилаш җинайити артип, 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди вә 500 миң йүән җәриманә қойди. Чоң оғли қаһар абдуреһимға 100 миң йүән җәриманә қойған, лекин уни қамақ җазасиға һөкүм қилмиған.

Қаһар вә алим абдуреһимларниң соти бу йил 8 - айда башланған болсиму, лекин сот мәһкимисиниң һөкүми дуня уйғур қурултийи германийидә йиғин чақирип, рабийә қадир ханимни қурултай рәисликигә сайлиғандин бир күн кейин елан қилинди.

Шинхуа ахбарат агентлиқи, алим абдуреһимниң 208 миң йүән баҗ оғурлиғанлиқини,қаһар абдуреһимни 2 йерим милйон йүән баҗ қачурғанлиқини илгири сүрди.

Хитай даирилири рабийә қадир ханим бу йил 5 - айда америка уйғур җәмийитиниң рәисликигә сайланғандин кейин униң пәрзәнтлирини қолға алған. Бу қетим у дуня уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланғандин кейин улар үстидин сот һөкүми елан қилди.

Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси николас бекюлин, сот һөкүмити "рабийә қадирниң уйғур даваси қиливатқанлиқидин өч елиш икәнлики наһайити ениқ," дәйду. У ройтерс ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида, "биз сотниң адил болғанлиқидин йетәрлик дәриҗидә гуманлинимиз шундақла әйипләнгүчиләр қануни вакаләтчиликкә еришәлмиди, дәп қараймиз," дәп көрсәтти.

Хитай даирилири алим абдуреһимни баҗ оғрилиди, дәп қариған йиллар рабийә қадир техи қолға елинмиған болуп, әқидә ширкитиниң қануни вәкили иди. У, бу йилларда хитай бойичә 18 қетим баҗ тапшуруш байрақдари болуп мукапатланған, хитай даирилири уни қолға алғанда "дөләт мәхпийәтликини ашкарилиди," дәп әйиблигән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.