Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини рабийә қадир ханимниң оғли үстидин чиқарған сот һөкүми һәққидә қаттиқ әйиблиди


2006.11.28

Даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланған күниниң әтисила, униң оғли алим абдуреһимға хитай һөкүмити тәрипидин баҗ оғрилиди дегән баһанә билән 7 йиллиқ қамақ җазаси берилгән. Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң оғли үстидин чиқарған бу сот һөкүми хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә америка уйғур бирләшмиси қатарлиқ тәшкилатларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди. Мәзкур кишилик һоқуқ тәшкилатлири арқа -арқидин баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бу хил чидимаслиқ, өч елиш қилмишини қаттиқ әйиблимәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң мәсули никола әпәнди өзиниң бу һәқтики баянатида "биз хитай һөкүмитиниң бу хил қилмишини рабийә қадир ханимға қаритилған өч елиш һәрикити дәп чүшәнсәк болиду, рабийә қадир ханим уйғур миллитигә вакалитән кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә күрәш елип бармақта. Хитай һөкүмити буниңдин қаттиқ ғәзәпләнмәктә" дәп билдүрди.

Лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму бу һәқтә баянат елан қилип, "рабийә қадир ханим түрмидин қоюп берилгәндә, хитай һөкүмити уни сиясий һәрикәтләргә қатнашмаслиқ һәққидә агаһландурған. Лекин рабийә қадир ханим кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики паалийитини изчил давамлаштурған. Шуңа хитай һөкүмитиниң бу хил қилмиши пүтүнләй бир хил сиясий мәқсәтлик өч елиш һәрикити болуп һесаблиниду. Хитай һөкүмити рабийә қадир ханимниң аилисигә қиливатқан бу хил һуҗумни дәрһал тохтитиши керәк" дәп билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң кишилик һоқуқ ишлири мәсули хитай һөкүмитини қаттиқ әйибләп "рабийә қадир ханимниң баллирида һич гунаһ йоқ, бу пәқәт хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимдин өч елишиниң ипадиси. Рабийә қадир ханим америкиға кәлгәндин буян уйғур хәлқиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә. У хәлқара қануниға хилаплиқ қилмиди, әксичә хитай һөкүмити кишилик һоқуқни дәпсәндә қилип, рабийә қадир ханимниң аилисигә хатирҗәмлик бәрмәйватиду" дәп көрсәтти. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.