Хитай рабийә қадир ханимниң икки оғли үстидә елип берилған сот һөкүмини ашкарилимиди
2006.10.26
Хитай даирилири, 26 - өктәбир күни уйғур сиясий һәрикитиниң йетәкчиси, атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң икки пәрзәнти үстидин йепиқ сот ечип, сот һөкүмини елан қилмиди.
Истансимиз игилигән ишәнчилик хәвәрләргә асасланғанда, сот, рабийә қадир ханимниң қаһар абдуреһим вә алим абдуреһим исимлик икки пәрзәнти үстидин ечилған болуп, мәзкүр сотқа һөкүмәт тәрипидин 20 киши , рабийә қадирниң аилә тавабатлиридин вә рабийә қадир сода сарийидики тиҗарәтчиләр вәкиллиридин болуп җәмий алтә адәм қатнашқан.
Рабийә қадир ханим хитай түрмисидин қоюп берилгәндин кейин, америкиға келип, уйғурларниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш йолида һәрикәт елип бармақта, әмма хитай демократик әлләрниң принсиплириға уйғун һалда паалйәт қиливатқан рабийә қадир ханимни түрлүк бәтнамлар билән әйибләпла қалмастин, униң пәрзәнтлирини қанунсиз тиҗарәт қилған һәмдә баҗ төлимигән дегәнгә охшаш җинайәтләр билән қарилап, қаһар абдуреһим, алим абдуреһим, абликим абдуреһимларни қолға елип, қизи рошәнгүл абдуреһимни нәзәрбәнд астида 24 саәт көзәтмәктә.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай сақчилири йәнә, рабийә қадир ханимниң қериндашлиридин мәмәт қадирни сораққа тартиш билән биргә җисманий җәһәттин қаттиқ хорлиған . Хитайниң бу хил қилмишлири, нөвәттә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң күчлүк әйибләшлиригә учримақта. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай даирилири рабийә қадирниң пәрзәнтлири үстидин пат арида сот ачмақчи
- Америка авам палатаси рабийә қадирниң пәрзәнтлирини қоюп бериш тоғрисида ху җиңтавға хәт язди
- Хитай рабийә қадирниң пәрзәнтлирини сотлашни кечиктүрди
- Хитай һөкүмити нимә үчүн рабийә қадир аилисигә қаратқан сиясий һуҗумини изчил давамлаштуруп кәлди
- Хитай рабийә қадирниң 2 оғлини рәсмий әйибләп, йеқинда сот қилмақчи