Рабийә қадир вашингтонда аилиси билән җәм болди
2005.03.18
Алдинқи күни хитай һөкүмити тәрипидин туюқсиз қоюп берилгән атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, пәйшәнбә күни кәчтә вашингтондики реган хәлқара айдурумиға келип аилиси билән җәм болди.
У, айродурумдики қарши елиш мурасимида мухбирларға сөз қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш йолида давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди. Рабийә қадир мундақ дәйду: "Мениң қоюп берилгәнликим хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш йолидики қарши елишқа тегишлик бир интилиш, амма бу уйғурларда кишилик һоқуқниң яхшиланғанлиқидин дерәк бәрмәйду" . Рабийә қадир вашингтонға келиш сәпиридә йәнә мундақ дәйду: "Хитай һөкүмити түрмидики барлиқ уйғур сияси мәһбусларни қоюп бериши керәк. Бу улар үчүн мәдәний дунядин орун елишта һазирлашқа тегишлик бир шәрт,"
Рабийә қадирниң айродурумда мухбирларға әскәртишичә, уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш йолида имканийитиниң баричә күрәш қилиш, униң буниңдин кейинки хизмити болидикән. У, Һазирқи әң җидди мәсилиләрниң бири түрмидики сияси мәһбусларни азат қилиш, Дәп көрсәтти.
Рабийә қадирниң билдүрүшичә, у алдинқи күни йерим кечидә үрүмчидики баҗаху аяллар түрмисидин нәччә он машинилиқ қораллар сақчиларниң қоғдиши астида үрүмчи айродурумиға мәхпий яллап апирилған. Бу йәрдин мәхсус айропилан билән бейҗиңға елип берилғандин кейин, шу күни бейҗиңдики америка әлчиханисиға өткүзүп берилгән. Рабийә қадир, америка бирләшмә һава йоллириниң айрупиланиға олтуруп пәйшәнбә күни америкиға кәлди. (Әркин)