Рабийә қадир, америка дөләтлик ахбарат мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
Хитай дөләт рәиси ху җинтав бу айниң оттурилири ню - йоркта чақирилидиған б д т башлиқлар йиғиниға қатнишиш һарписида, уйғур кишилик һоқуқи вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир, сәйшәнбә күни америка дөләтлик ахбарат мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитидин уйғур сияси мәһбусларға тән җазаси вә өлүм җазаси бериш, үрүмчидики аилә - тавабати вә уларниң содисиға зиянкәшлик қилишни тохтитишни тәләп қилди шундақла мухбирларниң бу һәқтики суаллириға җаваб бәрди.
"Хитай коммунист һөкүмити уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишни, қолға елиш вә өлүм җазаси беришни җиддиләштүрмәктә," дәп тәкитлигән рабийә қадир, " 2004 - йили 9 - айниң 15 - күни шинҗаң парткоминиң секритари ваң лечүән, 22 сияси тәшкилаттин 55 нәпәр уйғур сияси мәһбусқа өлүм җазаси бәргәнликини тилға елип, "уларниң җинайити немә? ваң лечүән бизгә ейтип бериши керәк," деди.
Рабийә ханим, ваң лечүәнниң 25 - авғуст күни бейҗиңда елан қилған баянатидики өзи вә униң "әқидә ширкити" һәққидики сөзлирини "бөһтан" деди. У йәнә, ваң лечүән "мениң америкидики уйғур кишилик һоқуқи паалийитимгә зәрбә бәрмәкчи," деди.
Рабийә қадир ахирида хитай һөкүмитиниң сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериш, тән җазаси вә тутқун қилишни тохтитиш, мәҗбури пиланлиқ туғутни сияситини бикар қилиш, диний әркинликни қоюветиш қатарлиқ 11 түрлүк мәсилигә җаваб беришини тәләп қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати президент бушни уйғурлар мәсилисидә ху җинтавға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай баҗ идариси "әқидә ширкити" ни тәкшүрди
- Бейҗиң даирилири шәрқий түркистан күчлирини йәнә әйиплиди
- Рабийә қадир, ваң лечүәнниң әйибләшлирини қәтий рәт қилди
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди