Рабийә қадир ханим дохтурханидин қайтип чиқти


2006.01.11

Өткән һәптә қатнаш вәқәсидә яриланған атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим 10‏-январ йәни һейтниң биринчи күни дохтурханидин чиқип, йолдиши вә пәрзәнтлири билән бирликтә қурбан һейтини вирҗинийидики өйидә өткүзди.

Өткән йили хитай һөкүмити тәрипидин қоюп берилгән рабийә қадир ханим 5‏- январ күни америкиниң вирҗинийә шитатидики өйиниң әтрапида қатнаш вәқәсигә учрап яриланған иди.

Рабийә ханимниң йолдиши сидиқ һаҗи рози әпәндиниң радиомизға билдүрүшичә, вәқә шу күни кәч саәт 7 ләрдә йүз бәргән болуп, у чағда рабийә ханим катипи билән вашингтондики ишханисидин өйигә қайтип келиватқан икән.

Вәқә бир минибусниң рабийә қадир ханимлар келиватқан йолға қарши тәрәптин келип соқуветиши нәтиҗисидә келип чиққан болуп, вәқәдин кейин минибос шопури қечип кәткән. Нөвәттә сақчилар вәқә садир қилған шопурни издимәктә.

Вәқәдә рабийә ханим яриланған болсиму, бәхткә яриша һаяти есән қалған. Униң катипи болса, йиник дәриҗидә яриланған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.