Рабийә қадир лавгәй фонди җәмийитиниң муһакимә йиғинида доклат бәрди


2006.05.04

Уйғур кишилик һоқуқи вә димукратийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир пәйшәнбә күни мәркизи вашингтондики җуңго лавгәй фонди җәмийити уюштурған бир муһакимә йиғинида, хитай түрмә системиси вә хитайниң уйғур сияси мәһбуслириға тутиватқан сиясити һәққидә доклат бәрди.

Рабийә қадирниң әскәртишичә, хитай түрмә даирилири уйғур сияси мәһбусларға өз - өзини " җуңго вә хәлқ дүшмини" дәп кәмситкүзмәктә. Кишилик ғурури дәпсәндә қилиниш, тән җазаси қатарлиқ җисманий вә психологийилик бесимға учримақта. Рабийә қадир "уйғур сияси мәһбуслириниң түрмидики шәрт -шараити адәттики иҗтимаий җинайәтчиләр вә фалунгоң муритлириға қариғанда еғир әһвалда," дәйду.

Рабийә қадирниң әскәртишичә, у дәсләптә хитай сияси системисиниң ичидә туруп уйғурларниң һоқуқини қоғдашни ойлиған вә бу йолни синап баққан болсиму, лекин униң бу тиришчанлиқи хитайниң сиясити билән тоқунушуп қалған.

Чаршәнбә күнки муһакимә йиғини совет - җуңго йиғивелиш лагирлириниң ошашлиқи вә пәрқи, дегән тема бойичә елип берилди. Йиғинниң ечилиш нутиқини америка дөләт мәҗлиси әзаси, дөләт мәҗлисидики көп санлиқлар рәһбири нәнсий пәлуси сөзлиди. У, хитай даирилирини әмгәк билән өзгәртиш лагирилирини тақиветишкә чақирди.

Йиғинда коммунизмниң зиянкәшликигә учриғучилар хатирә фонди җәмийитиниң рәиси лей едвардса, " вашингтон почта гезити"ниң стон язғучиси анне апелбаум, лавгәй фонди җәмийитиниң рәис харрий ву, америка мәмликәтлик димократийини илгири сүрүш фунди җәмийитиниң рәиси карил гришман қатарлиқ сиясәтчиләр , мутәхәссис вә җамаәт әрбаблири сөз қилди. Сөз қилғанлар ичидә һаятиниң 27 йилини хитай түрмисидә тибәтлик аял ади тапонсаң вә 1989- йили 4 - июн димукратийә һәрикити җәрянида мав зедоңниң тйәнәнмен равиқидики рәсимигә бояқ атқанлиқи үчүн 9 йил түрмигә соланған лу дечиң қатарлиқлар бар. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.