Рабийә ханим әркинлик җәңчиси васлав хавил әпәндини тәбриклиди
2007.02.21
Түнүгүн америка конгрес күтүпханиси дөләт демократийә фонд җәмийити билән дөләт демократийә иниститути бирликтә йиғин ечип, сабиқ чех президенти, коммунист мустәбитлиригә қарши узун йил көрәш қилип ғәлибә қилған демократийә, әркинлик җәңчиси васлав хавил әпәндиниң демократийигә қошқан төһписи үчүн шәрәп мукапати бәрди.
Йиғинда дуняда демократийә җәңчилири дәп аталған мәшһур кишиләрдин 8 киши сөз қилди. Буниң бири уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә җәңчиси рабийә қадир ханим. Рабийә ханим бу йиғинда қилған сөзидә васлав хавел әпәндини тәбриклиди вә униң чехта демократийини әмәлгә ашурған йолини бойлап алға илгириләп, хитай коммунист һакимийити тәрипидин әркинлики боғуп ташланған уйғур хәлқини демократийә вә кишилик һоқуққа игә хәлқ қилишқа тиришидиғанлиқини билдүрди. (Вәли)