Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитини, рабийә қадирниң оғуллириға өзлирини ақлаш пурсити беришкә чақирди


2007.04.19

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни бир баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң оғли абликим абдуриһимни 9‏ йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқини қаттиқ тәнқид қилип , хитай рәһбәрлирини абликим абдуриһимгә шундақла алим абдуриһим вә қаһар абдуриһимгә өзини ақлаш пурсити беришкә чақирди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң баянатида " хитай һөкүмити абликим абдуриһимни яхо тор ширкитиниң уйғурчә тор башқурғучисиға "мустәқиллиқ үчүн күрәш" вә " белишкә тегишлик мәсилиләр вә чәкләнгән җаһат" намлиқ икки мақалә әвәтип униңдин бу мақалиләрни турда елан қилишини тәләп қилған дәп әйиблигән. Лекин хәлқара кәчүрүм тәшкилати яхо тор ширкитиниң уйғур тори йоқлуқини ениқлиди" дәп көрситилгән.

Баянатта, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханим вә аилисигә қаратқан бесимини тунҗи қетим 1999‏- йили рабийә қадирни қолға елиш билән башлиғанлиқини вә рабийә қадир ханимниң 2005‏- йили 17‏- март күни түрмидин қоюб берилиши билән бу бесимини техиму күчәйткәнликини тәкитләнгән.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянатида, дуня җамаәтчиликини хитай баш минстири вен җябав вә уйғур аптоном райони рәһбәрлиридин абликим абдуриһим шундақла алим вә қаһар абдуриһимгә өзини ақлаш үчүн пурсәт берилишини тәләп қилишқа чақирған. (Омәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.