Рабийә қадир ханимниң прагадики зиярити ғәлибилик болди


2007.06.06

Германийидә ечилидиған санаәтләшкән 8 дөләт юқири дәриҗилик әрбаблири йиғиниға қатнишиш үчүн йолға чиққан америка президенти җорҗ буш, 5- июн күни чех җумһурийитиниң прага шәһридә зиярәттә болди вә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сияси паалийәтчиләрниң муһакимә йиғиниға қатнашти. Йиғин җәрянида у мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим билән көрүшти.

Йиғинда президент буш рабийә қадир ханимни уйғурларниң кишилик һоқуқ күришиниң символи сүпитидә тилға алди вә " мән бүгүн көрүшмәкчи болған йәнә бир исянкар болса, оғуллири түрмидә йетиватқан, хитайдин кәлгән рабийә қадир " деди вә рабийә қадир ханимниң кишилик һоқуқ күрәшлиридин өч елиш мәқситидә хитайниң униң оғуллирини түрмигә ташлиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Президент буш йәнә: " рабийә қадирдәк мушундақ талант игилири өз дөләтлириниң әң зор байлиқи, улар армийидики қорал-ярақ вә йәр астидики нефитлардинму бәкрәк қәдирлик" деди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханиси асия-тинч окян бөлүминиң мәсули т. Кумар, президент бушниң рабийә қадир ханим билән көрүшкәнликиниң , кишилик һоқуқни илгири сүрүш җәһәттә хитай рәһбәрликигә нисбәтән "күчлүк сигнал" болидиғанлиқини билдүрди вә "рабийә ханим пәрзәнтлириниң түрмигә ташлиниши, хитайниң сиясий паалийәтчиләрниң ағзини етиш үчүн, сиясий паалийәтчиләрниң гунаһсиз аилә тавабиатлирини гөрүгә алидиғанлиқиниң типик мисали" деди.

Рабийә қадир ханим чех җумһурийитидики зияритини ахирлаштуруп, 6- июн чаршәнбә күни вашингтонға қайтип кәлди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.