Президент бушниң рабийә қадир ханимға бәргән баһаси хитайниң наразилиқини қозғиди


2007.06.07

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө 7 ‏- июн күни мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка президенти җорҗ бушниң, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға бәргән баһасиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

Америка президенти җорҗ буш 5 ‏- июн күни, чех җумһурийитиниң прагада шәһиридә, 17 дөләттин кәлгән демократийә вәкиллири қатнашқан йиғинда сөз қилип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим билән көрүшүп, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң түрмигә ташлиниши, униң кишилик һоқуқ паалийитидин өч елиштин ибарәт икәнликини тәкитлигән иди.

Президент буш йәнә, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимға " рабийә қадирға охшаш әр- аялларниң таланти өз дөләтлириниң әң зор байлиқи болуп, бу , уларниң армийисиниң қорал-ярақлири вә яки йәр астидики неифтлиридинму қиммәтликтур " дәп баһа бәргән иди.

Хитай баянатчиси җаң чийө " америка тәрәпниң униң һәққидики сөз һәрикити, хитайниң ички сияситигә қопаллиқ билән арилишиш һесаблиниду, җуңго тәрәп буниңға қарита қаттиқ наразилиқ вә қәтий қаршилиқ билдүриду" деди.

Рабийә қадир ханим, 2005 ‏- йили хитай түрмисидин қутулуп, америка туприқиға қәдәм басқан күнидин етибарән, уйғур миллитиниң әркинликини қолға кәлтүрүш үчүн паалийәт елип бармақта. Нөвәттә, рабийә қадир ханим америка вә яврупа әллири тәрипидин қоллашқа еришипла қалмастин, бәлки " нобел " тинчлиқ мукапатиниң күчлүк намзати болуш билән бир вақитта йәнә уйғур миллитиниң " мәниви аниси" дегән намлар билән тәрипләнмәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.