Хитай уйғур илида рабийә қадирға тақабил туруш һәрикити қозғиған
2007.09.21
Хитай даирилири уйғур аптоном райони миқясида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимға тақабил туруш һәрикити қозғап, һәр дәриҗилик идарә - җәмийәтләрдә уни паш қилиш вә тәнқид қилишни башливәткән.
Үрүмчидики вәзийәттин хәвәрдар исмини ашкарилашни халимайдиған ишәнчлик мәнбәләрниң ашкарилишичә, хитай даирилири бу йил 7- айниң ахирлири вә 8- айниң ахирлири аптоном район буйичә назарәт дәриҗилик кадирларниң рабийә қадирға тақабил туруш бихәтәрлик йиғини чақирип, рабийә қадирниң америка президенти буш билән көрүшкәнлики, униң америка дөләт мәҗлиси вә явропадики паалийәтлирини һәм рабийә қадирниң тәсирини тазилаш шундақла униңға тақабил турушниң нөвәттики җиддий мәсилә болуп қалғанлиқини тәкитлигән.
Шу қетимқи йиғинниң роһи 60 нәччә бәтлик материял қилип тәйярланған болуп, материялниң мәзмунидин хәвәрдар кишиләр, рабийә қадирға "әксилинқилапчиниң нәқ өзи,"дәп һуҗум қилинғанлиқини билдүрмәктә. Президент буш, бу йил 6- айда рабийә қадир ханимни прагада қобул қилип, униң кишилик һоқуқи саһәсидики паалийитини махтиған вә балилириниң соланғанлиқини хитай даирилириниң өч елиш һәрикити, көрсәткән иди. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу вәқә хитай даирилирини чөчүтүвәткән болуши мумкин.
Вашингтонда буш һөкүмитиниң ичидики исмини ашкарилашни халимайдиған әрбапларниң әскәртишичә, президент буш прагада рабийә қадир ханимни қобул қилип узун өтмәй, хитай ташқий ишларминистирлиқи бейҗиңдики америка баш әлчисини ташқи ишлар министирлиқиға чақиртип, президент бушниң рабийә қадир ханим билән көрүшүш вәқәсигә чүшәнчә беришни тәләп қилған вә "бу вәқә америкиниң хитайни парчилаш пиланиниң бир қисмиму? " дәп сориған. Лекин америка баш әлчиси кларк рант, " америка һөкүмитиниң кишилик һоқуқи дәпсәндичиликкә учриған хәлиқләр билән көрүшүш вә дәрдини аңлап беқиш мәсулийити бар" дәп җаваб бәргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Киристофер симис: "хитайниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут сиясити ерқий қирғинчилиқ түсини алған"
- Қанун гезити америкини " шәрқий түркистан террорчилириниң җарчиси" дәп әйиблиди
- Рабийә қадир ханимниң биографийиси германийидә нәшир қилинди
- Рабийә қадир ханимниң прагадики зиярити ғәлибилик болди
- Рабийә ханимниң хитай гундипайлири һәққидики обзори 'волт стрит журнили'да елан қилинди
- Рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилиниши мунасивити билән сәуди әрәбистандики уйғурларниң инкаси
- Вашингтон пост гезити абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилинғанлиқи мунасивити билән баш мақалә илан қилди
- Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
- Рабийә қадир ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишниң йиллиқ йиғиниға қатнашти
- Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди