"Рабийә қадир дәври" хитайларни чөчүтти


2007.01.19

Уйғур аптоном райони иҗтимаий пәнләр академийисиниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси пән җипиң, хитай даирилирини шәрқий түркистан миллий һәрикитиниң "рабийә қадир дәври" йетип келиш алдида туриватқанлиқи һәққидә агаһландурди. У, хитайни "рабийә қадир дәври" ниң йетип келишидин сақлинишқа чақирған болсиму, лекин қандақ сақлиниш керәкликини тилға алмиди.

Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия тәтқиқат орниниң мудири пән җипиң, чәтәлдики шәрқий түркистан күчлириниң тәртипкә селиниш қәдимини тезлитиватқанлиқини әскәртип, пат йеқинда "рабийә қадир дәври" башлинидиғанлиқини агаһландурди. У, тәйвәндә чиқидиған "җоңго вақти гезити" ниң мухбириға уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирни милләтчи, дәп әйиблиди вә хитай даирилирини рабийә қадирниң нобел тинчлиқ мукапатиға қайта намзат қилип көрситилишидин сақлинишқа чақирди. У," буниңға һәргиз сәл қарашқа болмайду," дәйду.

Уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секретари нур бәкри йеқинда рабийә қадирни уйғурларниң аниси болалмайду, дәп әйиблигән болсиму, лекин пән җипиң, рабийә қадирниң уйғур хәлқи ичидики тәсир күчини етирап қилди. У, "рабийә қадир бир милләтчи, униң шинҗаңда мәлум иҗтимаий орни бар шундақла уйғурлар ичидә тәсиргә игә. Америкилиқларму қоллайдиған шәхс," дәп көрсәтти.

Бу хитай күзәткүчилириниң йеқиндин бери елан қилған рабийә қадир һәққидики бирдин бир баһаси әмәс. Йеқинда хитайларниң сухо тор бетидики бир мақалида " җоңгониң қарши турмақчи боливатқини чичилаңқу вә парчә- пурат һаләттики шәрқий түркистанчи унсурлар әмәс, бәлки тәшкилләш иқтидари наһайити күчлүк вә қабилийәтлик рабийә қадир йетәкчилик қиливатқан йеңи шәрқий түркистанчилардур," дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.