Рабийә қадирниң тәрҗимиһали узун болмиған кәлгүсидә нәшрдин чиқмақчи


2006.08.18

Уйғур кишилик һоқуқи рәһбири рабийә қадир германийидики он күнлүк хизмәт сәпиридин кейин пәйшәнбә күни америкиға қайтип кәлди. Униң бу қетимқи германийә сәпири асаслиқи германийидики бир нәшрият ширкити билән түзгән келишим бойичә, униң тәрҗимиһалини йезип пүттүрүшни мәқсәд қилған. Униң тәрҗимиһалини йезиш хизмити буниңдин бир қанчә айлар бурун башланған иди.

Игилишимизчә бу қетим у германийигә берип тәрҗимиһалиниң ахирқи қисимини йезип пүттүрүвәткән болуши мумкин. Келишим бойичә китабни нәшр қилидиған ширкәт ингилизчә, германчә вә бир қанчә явропа тиллириға тәрҗимә қилип нәшр қилиш һоқуқини сақлап қалидикән. Китабниң узун болмиған келәчәктә нәшрдин чиқидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Китабта рабийә қадирниң қандақ қилип бир аилә аяли болуштин уйғурлар ичидики әң мәшһур карханичи болғанлиқи, хитай сияси мәслиһәт кеңишиниң даими әзалиқидин қандақ қилип уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчисигә айланғанлиқи униң бешидин өткән драматик вәқәләр билән йорутулған.

Китабқа рабийә қадир һазирғичә ашкарилимиған җуңго һөкүмити вә уйғур аптоном райони даирилириниң юқири қатлимидики уйғур мәсилисигә даир нурғун сәзгүр вәқәликләр вә сиясий күрәшләр киргүзүлмәкчи. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.